Лутпулла Мутәллипниң һәйкили, бағ ичидики көрүнүш

Лутпулла Мутәллип

—

Шаир, публицист, драматург вә миллий қәһриман.

Шаирниң тәржимиһали вә әсәрлири һәққидә қисқичә мәлумат

Қисқичә маълумат

Лутпулла Мутәллип (1922-жили 11-айниң 16-күни – 1945-жили 9-айниң 17-күни)

Лутпулла Мутәллип — шаир, публицист, драматург вә миллий қәһриман, түркий тиллиқ вә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң көрнәклик классиги. Алмута вилайити Уйғур наһийәси Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгән. Чоң Ақсу, Ғулжа вә Үрүмчидә оқуған. Шаирниң һаяти вә ижадийити Қазақстан Жумһурийитидики уйғур мәктәплириниң 7-, 8-синиплириға беғишланған «Уйғур әдәбияти» пәниниң оқутуш программисиға вә дәрисликлиригә киргүзүлгән.

Һаятиниң асасий басқучлири

  1. 1922

    Дунияға келиши

    16-ноябрь. Чоң Ақсу, Уйғур наһийәси, Алмута вилайити.

  2. 1939

    Үрүмчидә оқуши

    Педагогика мәктивигә қобул қилинди. [1]

  3. 1942

    Мәтбуатта ишлиши

    «Шинжаң гезити» тәһрир бөлүми. [1]

  4. 1943

    Ақсуға көчүши

    Үрүмчидин Ақсуға йөткәлди. [1]

  5. 1945

    Һаятиниң ахирлишиши

    17-сентябрь — берилгән тәржимиһалдики күн.

Ижадийити вә нәширлири

Шаир шеирлириниң дәсләпки йирик топлими «Жилларға жавап» дегән нам билән 1951-жили Алмутидики «Қазақстан» нәшриятида нәширдин чиққан.

Шаирниң ижадийити йирик нәшрият мәркәзлиридә нәшир қилинған. Москвидики нопузлуқ «Правда» нәшриятида Александр Коринов вә Мурад Һәмрайевниң апторлуқида, униң рус тилидики әсәрлиридин түзүлгән «Молодость как молния» китави бесилди. 1976-жили бу китапниң өзбәк тилидики тәржимиси Ташкәнттики «Ғәфур Ғулам намидики нәшрият»тин йоруқ көрди. Шундақла, 1982-жили Ташкәнттики «Молодая гвардия» нәшриятида униң «Майская песня» намлиқ китави елан қилинди. Лутпулла Мутәллипниң шеирийити дунияниң көплигән тиллириға, жүмлидин қазақ, рус, инглиз, француз, өзбәк, қирғиз, хәнзу вә татар тиллириға тәржимә қилинған.

Тәтқиқатлар вә етирап

1975-жили тонулған алим, академик Мурад Һәмрайев рус тилида, академик Абдувәли Қайдаров қазақ тилида, доктор С. Н. Абдуллайев (Қирғиз миллий дашөси) қирғиз вә рус тилида, Әзиз Әйса (Aziz Isa) инглиз тилида (Асия-Африқа дашөси) мақалиләр йезип, уларниң тәржимилири йоруқ көрди. 1994-жили Г. М. Аутова «Л. Мутәллипниң ижадий мираси» намлиқ диссертация яқлиди (Қазақстан).

2023-жили шаирниң 100 жиллиғиға беғишлап профессор Абдулла Самсақов тәрипидин нәшир қилинған «Қәһриман әлниң қәйсәр оғли» намлиқ китапта (Қазақстан Жумһурийити) оқурмәнләрниң шаирға көрсәткән һөрмити һәққидики һөжжәтләр жәмләнгән. Бу китаптин бир мисал кәлтүрсәк, әнглийәлик тәтқиқатчи Турсун Оқия каталогида Л. Мутәллипниң әсәрлириниң 2011-жилиғичә дуния нәшриятлирида 137 қетим бесилғанлиқ тизимлик каталоги көрситилгән

Нәширләр

1951

Жилларға жавап

Алмута · «Қазақстан» Дәсләпки йирик шеирлар топлими

Мәскеу

Молодость как молния

«Правда» · рус тилида Өзбәкчә тәржимиси — Ташкәнт, 1976

1982

Майская песня

Ташкәнт · «Молодая гвардия»

Әдәбий мираси

«Қайнам Өркиши» тәхәллуси билән шеирлар елан қилған. Пьесилар, һекайиләр, әдәбий тәнқид вә фельетонларниму язған. Мәнбә [1]

2023-жили «Рисале» илмий топлимида Гоярчин Мустафаеваниң шаирниң миллий күрәш вә әдәбий мираси тоғрилиқ мақалиси елан қилинди. Мәнбә [2]

Мәнбәләр вә материаллар

[1] Uyghur PEN Centre · Lutpulla Mutellip[2] Рисале · Гоярчин Мустафаева · 2023

Һаят күнлири буйрутмичи бәргән материал бойичә көрситилди. PEN мәркәзиниң мақалисида башқа күнләр бар: 22.11.1922 вә 18.09.1945.